әрдоған: дөлитимизни парлақ кәлгүсигә тәййарлаватимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн манисада рәсмий ечилиш мурасимини өткүзгән лайиһәләр һәққидә учур һәмбәһирлиди.

1565074
әрдоған: дөлитимизни парлақ кәлгүсигә тәййарлаватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған тивиттер һесабидики учурида, «дөлитимизни өзиниң нишани вә арзусиға йәткүзүш үчүн кечә-күндүз  демәй йүгүрүватимиз. манисада рәсмий ечилиш мурсимини өткүзгән 4 електир истансиси вә сома билән киркағачқа йәткүзүллидиған тәбиий газ лайиһәсиниң мәмликитимизгә шундақла манисалиқ қериндашлиримға хәйрилик болушини тиләймән» дегәнләрни йазди.

әрдоған «вәтинимизни парлақ кәлгүсигә тәййарлаватимиз» сәрләвһиси билән һәмбәһирлигән учурида  йәнә, « дөлитимизни өзиниң нишани вә арзусиға йәткүзүш үчүн кечә-күндүз  демәй йүгүрүватимиз, тәр төкүватимиз. түркийәниң ақсап қилишини, киризисқа вә малиманчилиққа иттирилишини үмит қилидиғанларға қарши дөлитимизни парлақ кәлгүсигә тәййарлаватимиз» дегән ибариләргә вә  електир истансилириға алақидар һөҗҗәтләтгә алаһидә орун аҗратти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر