түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TIKA) афғанистанға тиббий йардәм қилди

түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TIKA) афғанистанниң ғәрбидики һерат вилайитидә, ғәрбий афғанистан районлириға мулазимәт қилидиған бирдин бир иқтисасалиқ дохтурхана «һерат муфлих районлуқ балилар дохтурханиси» ға тиббий әслиһә йардәм қилди.

1565152
түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TIKA) афғанистанға тиббий йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һератниң муавин валийси нур әһмәд һәйдари тиббий әслиһәләрни тапшуруш мурасимида сөз қилип, түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TIKA) ниң  һәр қайси саһәләрдә һәр түрлүк лайиһәләрни ишқа ашуруш биләнла қалмастин, түркийә вә афғанистан хәлқиниң достлуқиниму күчәйтиватқанлиқини ейтти.

нур әһмәд һәйдари дохтурханиниң  110хадим вә  100 йатаққа игә икәнликини, һәр күни 250 әтрапида йеңи туғулған бовақларға вә бемар өсмүрләргә хизмәт қиливатқанлиқини билдүрди.

техникилиқ үскүниләр вә давалаш әслиһәлири йетишмәсликиниң үнүмлүк вә нәтиҗилик мулазимәт қилинишиға тосалғу болғанлиқини әскәрткән нур әһмәд һәйдари, түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TIKA) ниң йардими билән дохтурханидики бу мәсилиләрниң һәл қилинғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر