әрдоған италийә баш министири билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған италийә баш министири җусеппе конте билән телефонда көрүшти.

1564694
әрдоған италийә баш министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, түркийә – италийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш йолида ташлинидиған қәдәмләр вә районлуқ өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис әрдоған, икки дөләт мунасивәтлиригә наһайити зор әһмийәт беридиғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, «ковид – 19» йуқумиға мунасивәтлик шәрт – шараитлар йар бәргән һаман италийә билән 3 – нөвәтлик һөкүмәтләр ара башлиқлар йиғинини түркийәдә чақиришни пиланлаватқанлиқлирини тәкитлигән.

италийәниң йавропа иттипақи даирисидә түркийәни қоллап келиватқанлиқи үчүн миннәтдарлиқини ипадилигән җумһур рәис әрдоған, италийәниң йавропа иттипақини шәрқий ақдеңизда соғуққанлиқ  билән һәрикәт қилишқа вә һәққанийәт асасида позитсийә тутушқа йүзләндүридиғанлиқиға инишидиғанлиқини қәйт қилған, һәмдә италийәниң ливийәдә миллий кеңәш һөкүмити билән һәмкарлиқ қәдәмлирини пайдилиқ дәп қараватқанлиқиниму сөзлиригә илавә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر