әрдоған: йавропа иттипақи бизгә бәргән вәдилиригә қәтий әмәл қилмиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һазирғичә йавропа иттипақиниң түркийәгә бәргән вәдилиридә қәтий турмиғанлиқини ейтти.

1564472
әрдоған: йавропа иттипақи бизгә бәргән вәдилиригә қәтий әмәл қилмиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулда мухбирларға байанат бәрди.

әрдоған түнүгүн салдурған ковид – 19 ваксинисиниң һечқандақ әкс тәсириниң көрүлмигәнликини билдүрүп, 28 күндин кейин иккинчи қетим қута ваксинини салдуридиғанлиқини ейтти.

у түркийә- йавропа йавропа иттипақи мунасивәтлири тоғрисида тохтилип: «1963- йилдин буйан биз йавропа иттипақи билән болған мунасивәтлиримизни изчил һалда иҗабий йүзлиниш бойичә давамлаштурушқа тиришип кәлдуқ. әпсуски йавропа иттипақи һазирғичә бәргән вәдилирини қәтий әмәлгә ашурмиди. һазир биз йеңи басқучта туруватимиз. икки тәрәп сөһбәтлиримиз наһайити зич һаләттә давамлашмақта» деди.

америка қошма иштатлириниң түркийәниң русийәдин с – 400 һава мудапиә системилирини сетивелишидин биарам болғанлиқиға ишарәт қилған әрдоған: «бизниң мудапиә санаитимиз йолида ташлайдиған қәдәмлиримизни һечқандақ дөләт бәлгиләп берәлмәйду. бу пүтүнләй бизниң қараримизға бағлиқ иш. биз русийә билән с – 400 һава мудапиә системилириниң биринчи түркүмини һәл қилғанидуқ. иккинчи түркүм давамлишиватиду. мушу айниң ахирида русийә билән көрүшүп, нурғун мәсилиләр һәққидә сөзлишимиз. (америка пирезидентлиқиға сайланған җо) байдин һөкүмитиниң бу һәқтә немә дәйдиғанлиқини биз билмәймиз. бизниң дәватқинимиз, мудапиәмизгә мунасивәтлик қәдәмлиримизни бирилиридин рухсәт елип ташлимаймиз. бир шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато әзаси болуш сүпитимиз биләнму натода бирликтә һәрикәт қиливатқан дөләтләрниң бизгә йөнилиш бәлгиләп беришини қәтий қобул қилмаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийә F-35 күрәшчи айропиланлириниң пулини төлигән болушиға қаримай, американиң бу айропиланларни һазирғичә бәрмигәнликини тилға алған әрдоған: «американиң қилғини иттипақдиши бир дөләткә қарита садир қилған еғир хаталиқ. учришишлирини өткүзгәндин кейин байдинниң байдинниң иҗабий қәдәмләрни ташлишини үмид қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر