түркийә – гиретсийә оттурисидики издиниш сөһбәтлири қайта башлиниду

түркийә билән гиретсийә һәрбий һәйәтлири оттурисидики шималий атлантик әһди тәшкилати қараргаһида ишқа ашурулуватқан издиниш сөһбәтлири келәр һәптә қайта башлиниду.

1564285
түркийә – гиретсийә оттурисидики издиниш сөһбәтлири қайта башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә – гиретсийә һәрбий һәйәтлири оттурисида ишқа ашурулуватқан издиниш сөһбәтлири, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенбергниң учришишидин кейин қарарлаштурулған вә башланғаниди.

шималий атлантик әһди тәшкилати қараргаһида өткүзүлгән сөһбәтләр нәтиҗисидә, 2020 – йили, 2 – өктәбир күни «асасий пиринсиплар» да ортақ тонуш һасил қилинғанлиқи билдүрүлгәниди.

хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, гиретсийә иштирак қилмиғанлиқи үчүн, йеқиндин буйан тохтап қалған түркийә – гиретсийә оттурисидики шәрқий ақдеңиз мәсилисигә алақидар издиниш сөһбәтлириниң келәр һәптә қайта башлиниши пиланланмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر