әрдоған вә шәнтоп мәрһум дәнкташни хатирилиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шималий қибрис түрк җумһурийитиниң қурғучи җумһур рәиси рауф дәнкташ вапатиниң тоққуз йиллиқини хатирилиди.

1563253
әрдоған вә шәнтоп мәрһум дәнкташни хатирилиди
TBMM BAŞKANI MUSTAFA ŞENTOP1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған иҗтимаий учурлишиш суписи — телеграмдики адресида учур һәмбәһриләп: «шималий қибрис түрк җумһурийитиниң қурғучи, шундақла тунҗи җумһур рәиси, биз узун йиллар бойичә қибрис түрклири күришини мүрини мүригә тиригән һалда елип барған рауф дәнкташни унтумаймиз. вапатиниң тоққузинчи йилида 2004 – йили тартилған бир парчә фото – сүрити билән бирликтә рауф әпәндини сеғиниш ичидә йад етимән...» деди.

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) башлиқи рәиси мустапа шәнтопму иҗтимаий алақә суписидики адресида учур һәһбәһриләп: «қибрис дәвасиниң улуғ муҗаһиди, қурғучи җумһур рәиси мәрһум рауф дәнкташни вапат хатирә күнидә сеғиниш ичидә йад етимән. әркинликини қолға кәлтүрүш йолида күрәш қилған шималий қибрис түрк җумһурийити мәңгү мәвҗут болушни давамлаштуриду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر