әрдоған: миллий қурулмимизни әң йүксәк сәвийәгә йәткүзимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тез учур йоллаш пирограммилири җәһәттин алдимиздики мәзгилдә түркийәниң йәрлик вә миллий ул әслиһә қурулмисини әң йүксәк сәвийәгә йәткүзидиғанлиқлирини ейтти.

1563242
әрдоған: миллий қурулмимизни әң йүксәк сәвийәгә йәткүзимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, радийо – телевизийә вә журналистлар җәмийитиниң «2019 – йиллиқ ахбарат васитилири саһәси оскар мукапатлири» мурасимида қилған сөзидә, аммиви таратқу ширкәтлириниң, түркийәдики сот мәһкимилириниң терроризм вә зораванлиқни махтайдиған шәхсләрниң сәһипилири һәққидә чиқарған қарарлириниң һечбиригә риайә қилмиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «хәлқимизниң һәқ – һоқуқлирини көзитиш мәсилисидә өзлирини қанундинму үстүн дәп қарайдиған аммиви таратқу ширкәтлириниң қәтий бесимлириға баш әгмәймиз. биз дөлитимизниң чегралири ичидә терроризмға қандақ йол қоймиған болсақ, терроризмға земин һазирлинишиғиму шундақ йол қоймаймиз .»

тез учур йоллаш пирограммилири тоғрилиқму тохталған җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «алдимиздики мәзгилдә, биз бу саһәдики йәрлик вә миллий ул әслиһә қурулмилиримизниң күчини биз арзу қилған әң йүксәк сәвийигә йәткүзимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر