чавушоғлу әзәрбәйҗан дипломатийә министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әзәрбәйҗан дипломатийә министири җәйһун байрамов билән көрүшти.

1563315
чавушоғлу әзәрбәйҗан дипломатийә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түнүгүн пакистанниң пайтәхти исламабадта, пакистан дипломатийә министири шаһ мәһмуд қурәйши тәрипидин министирларниң шәрипигә берилгән кәчлик тамақ зийапитидин кейин, әзәрбәйҗан дипломатийә министири җәйһун байрамов билән көрүшти.

чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, учришишта, тағлиқ қарабағниң нөвәттики вәзийити тоғрулуқ музакирә елип барғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «тинчлиқ орнитишта әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизни қоллашни изчил двамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر