чавушоғлу түркийә - америка мунасивәтлири үстидә тохталди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түркийә билән америка оттурисидики муһим мунасивәтләрдә тәһдит вә ембаргониң орни йоқлуқини ейтти.

1563577
чавушоғлу түркийә - америка мунасивәтлири үстидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу, дунйа ахбаратчилар кеңишиниң «йәршари медийа журнили» билән өткүзгән сөһбити җәрйанида, түркийә билән америка қошма иштатлириниң өзара мәнпәәт вә ортақ қиммәт қарашларни асас қилған чоңқур, шундақла синақлардин өткән иттипақдашлиқ мунасивитигә игә икәнликигә ишарәт қилип өтти.

чавушоғлу, әгәр америка әнәниви битәрәп мәйданида чиң турса, шәрқий ақдеңиз вә районға алақидар башқа мәсилиләрдә иҗабий рол ойнийалайдиғанлиқини оттуриға қойди.

чавушоғлу, американиң фәтуллаһчи террорлуқ тәшкилати (фәтө) вә й п г ға охшаш террорлуқ тәшкилатлириға қарши һәрикәткә өтмәслики йаки улар билән һәмкарлишишниң түркийәниң дөләт бихәтәрликигә биваситә тәсир көрситидиғанлиқини байан қилип, американиң йеңи рәһбәрлик аппаратини бу мәсилиләрдә дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирди.

чавушоғлу, «қандақла болмисун, биз сөһбәт вә дипломатийә арқилиқ ихтилаплиримизни йеңишимиз керәк дәп қараймиз. тәһдит вә җаза сөзлириниң бундақ муһим мунасивәттә орни йоқ» дегәнләрни қәйт қилди.

американиң түркийәгә қарши елан қилған «американиң рәқиблиригә қарши ембарго йүргүзүш арқилиқ күрәш қилиш қануни» ға асасән җаза йүргүзүш қарарлирини әйиблигән чавушоғлу, «вәзипә өтәш муддити ахирлашқан америка һөкүмити (доналд трамп)ниң, икки тәрәп мунасивәтлиримиз вә райондики өз мәнпәәтлирини қурбан қилиш бәдилигә дөләт ичи сийасий мәнпәәтләргә баш егиши әпсуслинарлиқ бир әһвал. әлвәттә түркийә бу қарарға қарши тегишлик қәдәмләрни ташлайду һәмдә мувапиқ дәп қариған шәкилдә вә заманда қайтурма усул қоллиниду. биз американиң бу еғир хаталиқни тездин түзитишини күтимиз вә униңға риғбәтләндүримиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر