әрдоған: бизгә 2023 нишанлириға толуқ йәтмәй тохтап қелиш һарам

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәни 2023- йиллиқ нишаниға йәткүзмәй туруп тохташ, туруп қелиш, һәтта бир минутни исрап қилишниңму һарам икәнликини ейтти.

1562951
әрдоған: бизгә 2023 нишанлириға толуқ йәтмәй тохтап қелиш һарам

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси әрдоған, партийәсиниң 7 – нөвәтлик қиршәһир, қириққәлә, йозгат вә сивас вилайәтлири қурултайлириға син көрүнүшлүк иштирак қилди.

әрдоған, партийәсиниң ковид – 19 йуқуми сәвәбидин тохтитип қойулған қурултайлирини бүгүндин тартип әслигә кәлтүргәнликини тәкитләп: «мәқситимиз февралниң ахирқи күнлиридә ечишни пиланлиған измир, әнқәрә вә истанбул қурултайлири билән бу җәрйанни тамамлаштин ибарәт» деди.

у, 2023- йилдики сайламда мутләқ көп санлиққа вәкиллик қилидиғанлиқлирини, һәмдә җумһур рәислик сайлимида йәнә ғәлбә қилидиғанлиқини байан қилип: «дөлитимиз (түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 йиллиқи болған)ни 2023 нишанлириға толуқ йәткүзмәй туруп, бизгә тохташ, туруп қелиш, һәтта бир минутни исрап қилишму һарам» деди.

«бизни нә террорлуқ тәшкилатлириниң қара нийәтлири, нә қуйруқ ағриқи билән бизгә һуҗум қилғанларниң ойунлири, нә алдимизға қурулған қилтақлар чарчиталмайду» дегән әрдоған сөзини давамлаштуруп: «биз уларниң һәммисини йәңдуқ, йеңимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر