түркийәдә ваксина әмләш ишлири әтә башлиниду

түркийәдә вухән вируси (kovid-19) ға қарши ваксина әмләш ишлири әтә (2021-йили 14-йанвар) башлиниду.

1563138
түркийәдә ваксина әмләш ишлири әтә башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: сәһийә министири фаһрәттин коҗа җиддий ишлитиш тәстиқи берилгәндин кейин, тунҗи болуп коронавак (CoronaVac) ваксинаси билән әмләнди.

у: «вабани тохтатқичә ваксина әмләшни давамлаштуруп, тәдбирләргә вә мунасивәтлик чәклимиләргә қәтий риайә қилимиз. һәммә кишиниң ваксина әмлитиши керәкликини тәкитләймән. бурунқи һайатимизға қайтишимиз үчүн җәзмән ваксина әмлитишимиз лазим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر