түркийә исраилийәниң қошумчә олтурақ райони пиланини тәстиқлишидин әнсирәватқанлиқини билдүрди

түркийә, «исраилийәниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға 850 йүрүш қошумчә қанунсиз туралғу селиш пиланини тәстиқлайдиғанлиқи тоғрисидики байанатлардин қайғурғанлиқини билдүрди.

1562418
түркийә исраилийәниң қошумчә олтурақ райони пиланини тәстиқлишидин әнсирәватқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң, исраилийәниң қанунсиз олтурақлишиш паалийәтлирини тезлитиши тоғрисидики йазма байанатида: «биз исраилийәниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида 850 йүрүш өйлүк қошумчә қанунсиз олтурақ райони қуруш пиланини тәстиқлайдиғанлиқи тоғрисидики байанлардин әндишә қилмақтимиз» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, бу қәдәмниң, исраилийәниң америка қошма иштатлиридики йеңи рәһбәрлик аппаратиниң вәзипә тапшуруп елишидин бурун сүритини ашурған қанунсиз қилмишлириниң әң йеңи мисалини тәшкил қилидиғанлиқиға ишарәт қилинип: «исраилийәниң мәзкур олтурақ райони паалийәтлири арқилиқ җуғрапийәлик пүтүнлүк вә игилик һоқуқлуқ пәләстин дөлити қурулушиниң алдини елиш, шундақла икки дөләтлик һәл қилиш чарисини йоқитишқа тиришиватқанлиқи ениқ. биз хәлқара җәмийәтни бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) қарарлири башта болуп хәлқара қанунни дәпсәндә қиливатқан бу қилмишларға хатимә бериши үчүн исраилийәгә тегишлик бесимни ишлитишкә вә бу таҗавузчи һәрикәтләргә қарши чиқишқа чақиримиз» дейилди.

исраилийә даирилириниң келәр һәптә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида йәһудий көчмәнләр үчүн йәнә 850 өй селиш қарарини тәстиқлайдиғанлиқи оттуриға қойулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر