әрдоған йавропа дөләтлириниң баш әлчилири билән көрүшти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «һечқандақ шәкилдә күчкә игә болмиған көптүрүлгән хәритиләр арқилиқ дөлитимизни саһилларға солап қойуш һәрикәтлиригә наразилиқ билдүримиз» деди.

1562169
әрдоған йавропа дөләтлириниң баш әлчилири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған иттипақ музакирәсини баһанә қилип, түркийә-йавропа иттипақи күнтәртипиниң сүйиистемал қилиниватқанлиқини билдүрди.

у: «бу позитсийә, бир тәрәптин, йилтизи чоңқур мунасивәтлиримизни әсир еливалса, йәнә бир тәрәптин, йавропа иттипақиниң районлуқ вә дунйави күч болуш мәқситини аҗизлитиду. шәрқий ақдеңизни риқабәт мәйдани болуштин чиқирип, узун муддәтлик мәнпәәтлиримизгә хизмәт қилидиған һәмкарлиқ деңизиға айландурушимиз керәк» деди.

у әнқәрәдики чанқайа сарийида йавропа иттипақи дөләтлириниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчилири билән көрүшти.

у: «гиретсийәни вәзийәтни кәскинләштүрүветидиған һәрикәтләрдин ваз кечишкә чақиримиз» деди.

у йавропа иттипақиниң қибрис түрк тәрәп билән һечқандақ алақә қилмиғанлиқи үстидә алаһидә тохталди вә сөзини мундақ давамлаштурди:

«бундақ болғанда, йавропа иттипақи қибрис мәсилисини асанлаштуруп һәл қилишта һечқандақ рол ойнийалмаслиқи мумкин. һәммә киши түркийә вә шималий қибрис түрк җумһурийити болмиған һәр қандақ үстәлдин, ақдеңиз тинчлиқиниң чиқмайдиғанлиқини чүшәнди. қибриста мувәппәқийәтсиз болған моделларни қайта-қайта сөзлишишниң орниға, йеңи вә әмәлийәтчил усулларни музакирә қилишимиз керәк.»

у йавропадики ислам қорқунчи мәсилиси үстидиму тохталди.

у: «ислам өчмәнлики, йавропа йашайдиған 6 милйонға йеқин кишиниң бихәтәрликигә тәһдит салғандин башқа, йавропа мәниви қиммәтлири нуқтисидин ейтқандиму чоң кәмчиликкә айлиниду» деди.

у түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлири үстидә тохтилип, мундақ деди:

«дөләт болуш сүпитимиз билән, узун йираққа қараш җәһәттин иҗабий күнтәртип оәйда қилиш вә мунасивәтлиримизни қайтидин йолиға селиш үчүн тәййармиз. дөлитимизниң 60 йилға тошқан әзалиқ мусаписи, биз үчүн қандақ истратегийәлик таллаш болған болса, йавропа иттипақиниң дөлитимизни толуқ әзалиққа қобул қилишиму, иттипақниң келәчики нуқтисидин онтологийәлик таллаш һесаблиниду. әнглийәниң иттипақтин чекиниши билән ешип барған ениқсизлиқ, пәқәт түркийәниң йавропа аилисидә лайиқ болған орниға игә болуши билән йоқилиши мумкин.»

у түркийәниң террорлуққа қарши күрәштә, һечқандақ нато дөлитини йалғуз ташлап қоймиғанлиқини хатирилитип: «ундақта, немә үчүн нато дөләтлири бизни ташлап қойиду?» дәп соал ташлиди.

у ахирида, вухән вируси(Kovid-19)  тоғрисида тохтилип: «инсан үстидә синақ қилиш басқучидики йәрлик ваксиналиримизни керәклик тәстиқлардин өткүзгәндин кейин, хәлқимиз вә пүткүл инсанийәтниң хизмитигә сунимиз» деди.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر