әгә университетида йасалған ваксина һайванат тәҗрибисидә мувәппәқийәтлик болди

әгә университетида «ковид – 19» йуқумиға қарши тәтқиқ қилип йасап чиқилған DNA  ваксинаси һайванатлар үстидә елип берилған тәҗрибиләрдә мувәппәқийәтлик болди.

1562182
әгә университетида йасалған ваксина һайванат тәҗрибисидә мувәппәқийәтлик болди

түркийә авази радийоси хәвири: әгә университети «ковид – 19» йуқумиға қарши мудапиәлиниш мәқситидә түркийә илмий вә технологийәлик тәтқиқат орни тәрипидин тәтқиқ қилип йасап чиқилған DNA  ваксинасиниң  һайванатлар үстидә елип берилған тәҗрибиләрдә мувәппәқийәтлик болғанлиқи, алдимиздики күнләрдә килиникилиқ тәҗрибиләрниң башлинидиғанлиқи билдүрүлди.

әгә университети тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, әгә университети ваксина вә тәтқиқ қилип йасаш гурупписиниң әзаси медитсина факултети оқутқучиси дотсент доктор мәрт дөшқайа, тәтқиқ қилиниватқан DNA  ваксинасиниң йуқири бийотехникилик ваксина икәнликини, «ковид – 19» йуқумиға қарши 4 хил ваксина тәтқиқ қилип йасап чиққанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: « DNAваксинасини һайванатлар үстидә тәҗрибә қилишта мувәппәқийәт қазандуқ. биз тәтқиқ қилип йасап чиққан 2 хил ваксина тәҗрибә һайванлирида күчлүк һүҗәйрә вә мәхпий иммунитет инкасини қозғиди. әмди биз клиникилиқ басқучқа өтимиз, тәййарлиқлиримизни тамамлаш алдида туруватимиз.»

у йәнә, өзлири тәтқиқ қилип йасап чиққан ваксинаниң килиникилиқ синақ басқучида пидаийларда синақ қилинидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر