2021 – йили дөләт мудапиә санаити саһәсидә зор илгириләшләр ишқа ашиду

җумһур рәислик дөләт мудапиә санаити идариси башлиқи профессор доктор исмаил демир дөләт мудапиә санаити саһәсидики илгириләшләр һәққидәмәлумат бәрди.

1561186
2021 – йили дөләт мудапиә санаити саһәсидә зор илгириләшләр ишқа ашиду

түркийә авази радийоси хәвири: 2021 – йили акинчи һуҗумчи учқучисиз айропилан (TİHA) ниң тунҗи тапшурулиши ишқа ашурилиду. ақсуңур қораллиқ учқучисиз айропилани (SİHA) ниң йүрүшлүк ишләпчиқириши давамлишиду. һуҗумчи тик учар айропилани атакниң 2 - басқучлуқ тунҗи тапшурулиши башлиниду.

җумһур рәислик дөләт мудапиә санаити идариси башлиқи профессор доктор исмаил демир «2020 - йиллиқ баһалаш вә 2021 - йиллиқ нишанлар йиғини» да сөз қилди.

исмаил демир түркийәниң дөләтлик мудапиә санаити түрлири үстидә тохтилип, «2021 - йили тунҗи қетим акинчи TİHA тапшурулиду, ақсүнгур SHA ниң йүрүшлүк ишләпчиқириши давамлишиду, һуҗумчи тик учар атакниң 2-басқучлуқ тунҗи мал тапшуришиму  башлиниду» деди.

2021 - йили (төвән һава бошлуқи башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси) <һисар- A + > ниң қорал түригә киргүзилиши давамлишидиғанлиқини тәкитлигән исмаил демир, «(оттура егизликтики башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси) <Hisar-O +> ниң синақлири тамамлиниду вә система қорал түригә киргүзүшкә тәййар һалға келиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر