мустапа шәнтоп һиндонезийәгә тәзийә теләклирини билдүрди

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп һиндонезийәдики айропилан чүшүп кетиш вәқәсидә һайатидин айрилғанларға тәзийә теләклирини билдүрди.

1560591
мустапа шәнтоп һиндонезийәгә тәзийә теләклирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: мустапа шәнтоп иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирлигән йазмисида, «һиндонезийәдә бир йолучилар айропиланиниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә нурғун кишиниң қаза қилғанлиқини чуңқур азаблиниш ичидә аңлидим. вәқәдә һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт теләймән, азаблиқ йеқин -йоруқлириға вә қериндаш һиндонезийә хәлқигә тәзийә теләклиримни билдүримән» деди.

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуму һиндонезийәлик мәнсәпдиши ретно марсуди билән телефонда көрүшти.

мәвлут чавушоғлу марсудиға айропилан қазаси сәвәбидин тәзийә теәклирини билдүрди.

һиндонезийәдә сиривиҗайа авиатсийә ширкитигә тәвә «SJ182» типлиқ йолучилар айропиланиниң 12 хадими вә 50 йолучи билән пайтәхт җакартаниң шималидики деңиз қирғиқида лаки вә ләнкаң арили оттурисиға чүшүп кәнткәнлики хәвәр қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر