мәвлут чавушоғлу җосеп боррелниң бирйуссел зийарити тәклипигә җавап қайтурди

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррелға сәмимий вә нәтиҗини асас қилған бир дийалог үчүн бирйусселни зийарәт қилишни тәқәззалиқ билән күтүватқанлиқини ейтти.

1560694
мәвлут чавушоғлу җосеп боррелниң бирйуссел зийарити тәклипигә җавап қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: боррелниң иҗтимаий таратқу һесабида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән йавропа иттипақи комитети башлиқи урсула вон дер лейен оттурисидики синлиқ конферанс һәққидә елан қилған байанатиға мәвлут чавушоғлуму тивиттердин җаваб қайтурди.

министир чавушоғлу җавабида, «сәмимий вә нәтиҗини асас қилған дийалог үчүн бирйусселдә зийарәттә болушни сәврсизлиқ билән күтмәктимән» деди.

боррел һәмбәһирлигән байанатида, «биз түркийә билән дийалог хизмәтлирини давамлаштурушқа тәййармиз» дегән һәмдә йавропа иттипақи рәһбәрлириниң дикабирда өткүзгән башлиқлар йиғинида түркийә билән болған мунасивәтләр һәққидә йавропа иттипақи башлиқлириниң вәзипигә тәйинлишини көзитиш үчүн министир мәвлүт чавушоғлуни бирйусселда қарши елишни тәқәззалиқ билән күтиватқанлиқини билдүргән иди.  

министир чавушоғлуниң 21-йанвар бирйусселда зийарәттә болуши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر