әрдоған һәририни қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ливанда һөкүмәт қурушқа мәсул қилинған сәд һәририни қобул қилди.

1560245
әрдоған һәририни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған, һәрири билән истанбулдики «ваһдәттин сарийи» да көрүшкән. учришишта, сийасий, иқтисадий, сода вә мәдәнийәт саһәлиридә түркийә – ливан мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушқа тегишлик муһим нуқтилар музакирә қилинған, районлуқ мәсилиләрдә һәмкарлишиш һәққидә өзара пикир алмаштурулған.

җумһур рәис әрдоған, тарихи наһайити узунға созулидиған икки тәрәп мунасивәтлирини һәр саһәдә чоңқурлаштуруш вә күчәйтиш ирадилириниң қәтийликини әскәртиш билән бир вақитта, ливанниң сийасий муқимлиқиниң ливанлиқлардин сирт йәнә, районниң тинчлиқи вә һузури үчүнму наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини, түркийәниң дост вә қериндаш дөләт ливан хәлқиниң бирлик вә баравәрликини ишқа ашуруш йолида бу дөләткә йардәм беришни изчил давамлаштуридиғанлиқини тәкитлигән.

һәририму, түркийәниң ливанни қоллиши вә селинмилири мунасивити билән җумһур рәис әрдоғанға рәһмәт ейтқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر