чавушоғлу: түркийә йеңи сәһипә ечишқа тиришмақта

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң йавропа иттипақи билән болған мунасивәтләрдә йеңи сәһипә ечишқа тиришиватқанлиқини ейтти.

1560377
чавушоғлу: түркийә йеңи сәһипә ечишқа тиришмақта
Arancha Gonzalez Laya_Mevlüt Çavuşoğlu ile ortak basın.jpg
Mevlüt Çavuşoğlu_Madrid.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, түнүгүн испанийә зийарити даирисидә испанийә ташқи ишлар вәзири аранча гонзалез лайа билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, испанийә билән болған мәвҗут миханизимлардин техиму үнүмлүк пайдилиниш вә һөкүмәтләр ара 7 – нөвәтлик башлиқлар йиғинини бу йилниң иккинчи йеримида түркийәдә чақириш мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, икки тәрәп мунасивәтлирини һәр саһәдә йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш үчүн бирлик вә баравәрлик асасида һәрикәт қилиш ирадилириниң қәтийликини тәкитләп вә  түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқи мәсилисидә әнқәрәни қоллап келиватқан испанийәгә миннәтдарлиқ билдүрүп, мундақ деди: «2020 – йили, биз дуч кәлгән мәсилиләр сәвәбидин йавропа иттипақи билән болған мунасивәтлиримиздә, иттипаққа әза бир қисим дөләтләр билән сүркилишни баштин кәчүрдуқ. әмма бундақ қийин шараиттиму испанийәгә охшиған әқилгә тайинип иш көридиған вә әқилгә тайинишни илгири сүридиған башқа дөләтләрниң әқил-парасити сайисида, сүркилишниң орниға дийалог йоли талланмақта. дәрвәқә, учришишимиз буниңға земин һазирлап бәрди. нөвәттә йавропа иттипақи билән болған мунасивәтлиримиздә йеңи сәһипиләрни ечиватимиз.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йавропа иттипақи кеңиши вә йавропа иттипақи комитетиниң башлиқлирини түркийәдә зийарәттә болушқа тәклип қилғанлиқини ейтқан чавушоғлу, өзиниңму 21 – йанвар күни белгийәниң пайтәхти бирйусселда, йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкили җосеп борел билән бир йәргә җәм болидиғанлиқини тәкитлиди.

испанийә ташқи ишлар вәзири лайа мундақ деди: «түркийә бизгә нисбәтән адәттики бир қошна дөләт әмәс, әксичә, йавропа иттипақи билән алаһидә мунасивәтләргә игә, чәт әл базарлирида әркин – азадә һәрикәт қилалайдиған, йавропа иттипақи билән толуқ әзалиқ намзатлиқи давамлишиватқан, җуғрапийәлик орни өзгичә әвзәлликигә игә муһим бир дөләттур.»

бу йил йавропа иттипақи – түркийә мунасивәтлиридә иҗабий күнтәртипкә мәркәзлишишниң муһимлиқи тоғрулуқ чақириқта болған лайа, иҗабий күнтәртипни, мәвҗут йөнилишләр даирисидә дийалог асасида сөһбәт өткүзүш, иғвагәрчилик вә җиддийликни түгитиш, конкрет қарарларни чиқириш арқилиқ бу қәдәмләрни мувәппәқийәт мусаписигә айландуруш, тәриқисидә чүшәндүрди.

у йәнә, түркийәниң һәм ливийә, сүрийә вә тағлиқ қарабағ қатарлиқ районлуқ мәсилиләрниң һәл қилинишида, һәмдә оттура шәрқ районидики тинчлиқ мусаписидә муһим актийор икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر