әрдоған: дөләт мәҗлисигә бастуруп кириш вәқәси пүткүл инсанийәтни һәйран қалдурди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, демократийәниң бөшүки дейиливатқан америкадики дөләт мәҗлисигә бастуруп кериш вәқәсиниң пүткүл инсанийәтни һәйран қалдурғанлиқини ейтти.

1560020
әрдоған: дөләт мәҗлисигә бастуруп кириш вәқәси пүткүл инсанийәтни һәйран қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған истанбулда күнтәртипкә алақидар мәсилиләр тоғрисида тохталди.

әрдоған сөзидә 6- йанвар американиң пайтәхти вашингитонда чақирилған җо байдинниң пирезидентлиқи мақуллинидиған йиғин әснасида трамп тәрәпдари намайишчиларниң дөләт мәҗлиси бинасиға бастуруп кириши билән оттуриға чиққан вәқәләр һәққидә тохтилип: гәп қилиң десә «демократийә бөшүки» дейливатқан америкадики бу җәрйан пүткүл инсанийәтни һәқиқәтән һәйран қалдурди» деди.

2013- йили түркийәдә йүз бәргән гәзи (сайаһәт бағчиси) вәқәлиридә вә 2016-йили 7- айниң 15- күни йүз бәргән һәрбий – сийасий қозғашқа урунуш вәқәлиригә қарита сүкүт қилишни таллиған вә бу һәқтә наһайити пәрқлиқ пикирләрни оттуриға қойған америка вә америка таратқулириға наразилиқ билдүргән әрдоған: «шу чағдиму (америкада) һакимийәт бешида демократчилар партийәси бар иди. биз демократчилар қандақ болса, җумһурийәтчиләр партийәсиниңму охшаш икәнликини көрдуқ. биз буниң демократийә үчүн номус дәп билимиз. 1- айниң 20- күнидики җо байдинниң (президентлиқни) өткүзүвелиш мурасиминиң тинч өткүзүлүшини үмид қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

у, буниңдин кейинки мәзгилдә американиң байдин билән сүкүнатқа еришишини үмид қилидиғанлиқини тәкитләп: «ковид – 19 дәврини баштин кәчүрүватимиз. мән бу мәзгилдә бу җәрйанни сәзгүрлүк билән давамлаштуруш керәк дәп қараймән. америка хәлқара мунасивәттиму башқичә бир дәвргә кириши керәк. мән өлгүчиләрниң аилә- тавабиатлириға сәвр- тақәт тиләймән, йариланғанларға тәсәллий билдүримән» деди.

6 – йанвар американиң пайтәхти вашингтонда җо байдинниң пирезидентлиқи мақуллинидиған йиғин җәрйанида пирезидент доналд трамп тәрәпдари намайишчиларниң дөләт мәҗлиси бинасиға бастуруп кириши нәтиҗисидә йүз бәргән вәқәләрдә бири сақчи болуп җәмий бәш кишиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлгәниди.

вашингтон сақчилири, мәзкур вәқәләр җәрйанида нәччә он адәмниң назарәт астиға елинғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر