дунйа сәһийә тәшкилати түркийәгә тәшәккүр ейтти

дунйа сәһийә тәшкилатиниң тавропа директори һанс клуг (Hans Kluge) түркийәгә тәшәккүр ейтти.

1559652
дунйа сәһийә тәшкилати түркийәгә тәшәккүр ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати йазма байанат елан қилип, түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа билән дунйа сәһийә тәшкилатиниң йавропа директори һанс клугниң видео йиғинида көрүшкәнликини елан қилди.

көрүшүштә, йавропадики вухән вируси(Kovid-19)  ға мунасивәтлик вәқәләрниң көпийиши, түриниң өзгириши, түркийәдики әһвали вә ваксина йасаш хизмәтлириниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң йавропа директори һанс клуг түркийәниң вирусқа қарши турушта тәшкилатниң тәвсийәлиригә әмәл қилғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтти.

у: «барлиқ дөләтләр түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң паалийәтлирини вә рәһбәрликини махтайду. күчлүк санлиқ мәлумат вә учур йиғиш системаңлар сәвәбидин силәрни тәбрикләймән. йәнә түркийәдә қилиниватқан ваксина тәтқиқатлири, тез дийагноз қойуш үскүнлири тәтқиқати вә вирусниң ген тизилишини тәтқиқ қилиш даирисини кеңәйткәнликиңилар үчүнму тәбрикләймән» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر