әрдоған еди рама билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң албанийә билән болған иқтисадий һәмкарлиқни йеңи бир балдаққа көтүрүшни пиланлиғанлиқини билдүрди.

1558907
әрдоған еди рама билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдә зийарәттә болуватқан албанийә баш министири еди рама билән айрим вә һәйәтләр ара учришиштин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

әрдоған, түркийәниң албанийәниң ул әслиһә вә сайаһәт саһәсигә мәбләғ селишни ашурушни, һәмдә бу дөләт билән болған иқтисадий һәмкарлиқни йеңи бир балдаққа көтүрүшни пиланлаватқанлиқини билдүрди .

әрдоған, түркийәниң қоллиши билән албанийәдә бир дохтурхана селинидиғанлиқиға ишарәт қилип: «албанийәдики маарип вәхпи өткүзүвалған университет билән у йәрдә бир  истанбул пән – техника университетиға охшаш университетниң қурулған болидиғанлиқи»ни ейтти.

албанийә баш министири еди рама җумһур рәис әрдоған билән өткүзгән учришишида, икки дөләт мунасивитидә йеңи сәһипә ечиш ирадисиниң күчлүк ипадилирини көргәнликини қәйт қилди.

рама йәнә албанийәдә (алдинқи вә өткән йили йүз бәргән) йәр тәврәштә йардимини айимай, дөлитигә йар – йөләк болған түрк хәлқигә рәһмәт ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر