түркийә американи соғуққанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақирди

түркийә америка қошма иштатлирида пирезидент сайлимидин кейин оттуриға чиққан өзгиришләрни әндишә ичидә көзитиватқанлиқини билдүрүп, барлиқ тәрәпләрни соғуққанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақирди.

1558954
түркийә американи соғуққанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, түркийәниң америка қошма иштатлиридики түнүгүн намайишчиларниң дөләт мәҗлиси бинасиға бесип киришкә тәшәббус қилиш дәриҗисигә берип йәткән ички өзгиришләрдин әндишә ичидә көзитиватқанлиқи билдүрүп мундақ дейилди: «америка қошма иштатлиридики барлиқ тәрәпләрни соғуққанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақиримиз. америка қошма иштатлириниң бу ички сийасий киризисни кәң қорсақлиқи билән һәл қилалайдиғанлиқиға ишинимиз.»

байанатта, америка қошма иштатлиридики түркийә пуқралири адәм көп маканлар вә намайиш өткүзүлүватқан йәрләрдин йирақ турушқа чақириқ қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر