террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

сүрийәдә « һәрбий һәрикити» районида 5 террорчи бир тәрәп қилинди, бир террорчи тәслим болди.

1559404
террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи, сүрийәдә «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» райониға һуҗум қилишқа урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 5 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини җакарлиди.

йәнә бир тәрәптин, ички ишлар ишлар министирлиқи, қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә, террорчиларниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қечип, дөләт хәвпсизлик күчлиригә давамлиқ тәслим болуватқанлиқини, йеңи йилдиму, ички ишлар ишлар министирлиқиниң рәһбәрликидә қораллиқ сақчи қисим баш қоманданлиқ иштаби вә җамаәт хәвпсизлики баш идарисиниң давамлиқ хизмәт ишлиши нәтиҗисидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қачқан бир террорчиниң бүгүн түркийә чеграсидин өтүп, дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғанлиқи уқтурулди, мәзкур террорчиниң 2014 – йили п к к ниң сепигә қатнашлиқи вә сүрийәдә паалийәт елип барғанлиқиниң ениқлап чиқилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر