шәнтоп, қалин, алтун вә бозқир америкадики өзгиришләр һәққидә байанат елан қилди

түркийә парламенти башлиқи мустафа шәнтоп,ибраһим қалин, фаһрәттин алтун, вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати 75 – нөвәтлик омумий кеңишиниң башлиқи волқан бозқир америка қошма иштатлиридики өзгиришләр һәққидә байанат елан қилди.

1559106
шәнтоп, қалин, алтун вә бозқир америкадики өзгиришләр һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, америка қошма иштатлирида пирезидент сайлимидин кейин оттуриға чиққан вә түнүгүн намайишчиларниң дөләт мәҗлиси бинасиға бесип киришкә тәшәббус қилиш дәриҗисигә берип йәткән өзгиришләрни әндишә ичидә көзитиватқанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, барлиқ тәрәпләрни соғуққанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақирип мундақ деди: «америка қошма иштатлиридики өзгиришләрни қаттиқ әндишә ичидә көзитиватимиз, барлиқ тәрәпләрни соғуққанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақиримиз, сақлиниватқан мәсилиләрниң һәмишә қанун вә демократийә асасида һәл қилинидиғанлиқиға ишимиз, түркийә болуш сүпитимиз билән, һәрдаим қанун вә демократийә тәрәпдари болуп кәлдуқ, һәммигиму буни тәвсийә қилимиз.»

җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингтонда пирезидент трампни қоллап намайиш өткүзгән бир гуруппиниң сақчиларниң тосуқлиридин һалқип өтүп, дөләт мәҗлиси бинасиға киришкә тәшәббус  қилиши һәққидә, һәм инглизчә һәм түркчә  елан қилған байанатида, мундақ деди: «америка қошма иштатлирида йүз бериватқан өзгиришләрни әндишә ичидә көзитиватимиз.»

җумһур рәислик сарийи учур – алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, елан қилған байанатида, мундақ деди: «америка қошма иштатлирида демократийәниң барлиқ дөләт органлири вә қанун – бәлгилимилири билән бирликтә күчкә игә қилинидиғанлиқиға ишинимиз.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилати 75 – нөвәтлик омумий кеңишиниң башлиқи волқан бозқир, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, елан қилған байанатида, пирезидент доналд трампниң қоллиғучилириниң түнүгүн америка дөләт мәҗлисигә бесип киришкә тәшәббус қилишидин кейин оттуриға чиққан өзгиришләрни қаттиқ әпсуслиниш вә әндишә ичидә көзитиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «америка қошма иштатлири дунйа бойичә әң чоң демократик дөләтләрдин бири. бундақ һалқилиқ бир пәйттә, саһибхан дөлитимиздә демократик басқучларда тинчлиқ вә һөрмәтниң үстүнлүкни игиләйдиғанлиқиға ишинимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر