косовудики вәқәдә йариланғанлар түркийәгә елип келинди

косовуниң феризовик шәһиридики бир ресторанда 5-йанвар (2021) йүз бәргән газ партлашта еғир йариланған төт кишидин икки нәпири давалаш үчүн түркийәгә елип келинди.

1559169
косовудики вәқәдә йариланғанлар түркийәгә елип келинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқи билән, косовуниң феризовик шәһиридики бир ресторанда йүз бәргән газ партлаш вәқәсидә йариланған төт кишини түркийәдә давалаш үчүн косовуға мәхсус айропилан әвәтилди вә әнқәрә вақти 08:50 өткәндә икки йаридарни елип истанбулға елип келинди.

косовуға әвәтилгән айропиланниң йәнә икки йаридарни елип келиш үчүн йолға чиқидиғанлиқи билдүрүлди. йаридарлар бағҗилар тәлим-тәрбийә вә тәтқиқат дохтурханиси билән картал доктор лутфи кирдар шәһәр дохтурханисида давалиниду.

5-йанвар феризовик шәһиридики бир ресторанда газ партлап 40 тин артуқ киши йариланған болуп, әһвали еғир болған 14 киши приштинәдики косову универстети дохтурханисиға йатқузулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر