түркийә билән әзәрбәйҗан кимлик картиси биләнла сайаһәт қилиш дәвригә қәдәм қойиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, «түркийә вә әзәрбәйҗан пуқралири пат йеқинда пәқәт кимлик картимиз биләнла өзара сайаһәт қилалаймиз» деди.

1543464
түркийә билән әзәрбәйҗан кимлик картиси биләнла сайаһәт қилиш дәвригә қәдәм қойиду

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу тивиттердики адрисида учур һәмбәһриләп, «қериндишим, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов билән имзалиған келишимимизгә асасән түркийә – әзәрбәйҗан оттурисида пат йеқинда пәқәт кимлик картиси биләнла сайаһәт қилалаймиз. бир милләт икки дөләткә мушундақ қилиш йаришиду! хәйрлик болсун!» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر