әрдоған: «мәқситимиз, дөлитимизни санаәт инқилабиниң базисиға айландуруш» деди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәни төтинчи санаәт инқлабиниң мәһсулат вә технологийәлириниң базисиға айландурушни мәқсәт қилғанлиқлирини билдүрди.

1542948
әрдоған: «мәқситимиз, дөлитимизни санаәт инқилабиниң базисиға айландуруш» деди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «төтинчи санаәт инқлаби мәркизи» ниң ечилишини тәбрикләп, видео әвәтти.

у түркийәниң дунйа иқтисад мунбириниң тармиқида қурулған «төтинчи санаәт инқлаби мәркизий тори» ға, бу йил (2020) ниң бешида қатнашқанлиқини хатирилитип, бу мәркәзниң йавропадики икки өрнәктин бири болғанлиқини әскәртти. у мундақ деди:

«мәқситимиз, дөлитимизни миллий технологийә нишанимиз үчүн төтинчи санаәт инқлабиниң мәһсулат вә технологийәлириниң базисиға айландуруш.»

у ваба сәвәбидин арзу қилған сәвийәгә йетәлмигән болсиму, бу мәркәздә қилинидиған тәтқиқатларниң иқтисадқа вә иҗтимаий турмушқа муһим һәссиләрни қошидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

у биринчи санаәт инқлаби (1760-йиллардин башлинип 1830-йилларғичә давамлашқан) дин күнимизгичә оттуриға чиққан технологийәниң, инсанлар, җәмийәтләр вә дөләтләрниң һайатида муһим йолларни ачқан чоң өзгиришләрниң, төтинчи санаәт инқлабиға техиму мустәһкәм һалда тәййарлинишқа йүзләндүргәнликини қәйт қилди.

у: «диҗиталлишиш җәрйанида йетишкән ихтисаслиқ хадимлар, әң муһим амиллар сүпитидә оттуриға чиқмақта. түркийә нисбәтән йаш, ирадилик вә йетишкән ихтисаслиқ хадимлири билән, бу мусапигә йахши тәййарлиқ қилған һаләттә кириватиду» деди.

у әмдиликтә түркийәниң бундақ тарихий инқлабларға арқидин әгәшкән әмәс, бәлки башчилиқ қилған, йолини ачқан орунда болушини халайдиғанлиқлирини тәкитлиди.

у ахирида, «түркийә төтинчи санаәт инқлаби мәркизи» ниң, нишанға йетишкә төһпә қошушини үмид қилидиғанлиқини ейтти.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر