түркийә ислам йемәклик бихәтәрлики тәшкилати (İGGT) омумий кеңишиға саһибханлиқ қилиду

ислам йемәклик бихәтәрлики тәшкилати (İGGT) омумий кеңиши, түркийәниң саһибханлиқида өткүзүлиду.

1538146
түркийә ислам йемәклик бихәтәрлики тәшкилати (İGGT) омумий кеңишиға саһибханлиқ қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә деһқанчилиқ вә орманчилиқ министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда, ислам һәмкарлиқ тәшкилати (İİT) ниң алаһидә оргини болған ислам йемәклик бихәтәрлики тәшкилати (İGGT) ниң 3 -  нөвәтлик омумий кеңәш йиғини 12 -айниң 2 -  вә 3-күнлири  түркийә деһқанчилиқ вә орманчилиқ министирлиқиниң саһибханлиқида синлиқ йиғин шәклидә өткүзилиду.

«ислам һәмкарлиқ тәшкилати؛ районда йемәклик бихәтәрликиниң чидамчанлиқини ашуруш» темиси билән өткүзүлидиған йиғинда, әза вә тәклип қилинған дөләтләрдин министирлар, муавин министирлар вә нурғун йуқири дәриҗилик вәкилләр билән хәлқаралиқ органларниң вәкиллириму бир йәргә җәм болиду.

бүгүнгә қәдәр ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза 34 дөләт имза қойған ислам йемәклик бихәтәрлики тәшкилати (İGGT) ниң хизмәт саһәлири ичидә, деһқанчилиқ, йеза игилики тәрәққийати, йемәклик бихәтәрлики, учур вә техника һәмкарлиқи, чөллишиш, орманларниң йоқ қилиниши, йәр тәврәш, суни үнүмлүк ишлитиш вә чегра һалқиған кесәлликләр қатарлиқ мәсилиләр орун елип кәлмәктә.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر