мустапа шәнтоп гиретсийәдә мупти әһмәт мәтәгә қаритилған ирқчи тәһдитни әйиблиди

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) рәиси мустапа шәнтоп гиретсийәдә искәҗә муптиси әһмәт мәтәгә қаритилған ирқчи тәһдит мәктубини әйиблиди.

1536148
мустапа шәнтоп гиретсийәдә мупти әһмәт мәтәгә қаритилған ирқчи тәһдитни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) рәиси мустапа шәнтоп иҗтимаий алақә һесаби арқилиқ мәтәгә қаритилған ирқчилиқ һуҗумиға наразилиқ билдүрүп, «ғәрбий тракйада искәҗә муптиси әһмәт мәтәниң өйигә қилинған һуҗумни әйибләймән. түрк аз санлиқларниң һәқ - һоқуқини қоғдаш мәсулийитини үстигә алғанларниң диққитини тартмақчимән. үмид қилимәнки, йавропа иттипақи һуҗумға учриғучи мусулман болған чағдиму кишилик һоқуқни әскә алғай» деди.

диний ишлар идариси башлиқи әли әрбашму тивиттер һесабида һәмбәһирлигән учурида, «искәҗә муптиси әһмәт мәтәгә қилинған һуҗумни қаттиқ әйибләймиз, биз ғәрбий тракйадики түрк аз санлиқларға вә вәкиллиригә ириқчи гуруппилар тәрипидин давамлаштуриливатқан нәпрәт қилмиши җавапкарлириниң гиретсийә даирилири тәрипидин балдуррақ сотқа тартилишини күтмәктимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر