әрдоған түркийә експортчилар мәҗлиси һәйитини қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә експортчилар мәҗлиси һәйитини қобул қилди.

1530944
әрдоған түркийә експортчилар мәҗлиси һәйитини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулда, түркийә експортчилар мәҗлиси һәйитини қобул қилғанда сөзлигән нутиқида, «вухән вируси» йуқуминиң, йавропани өз ичигә алған пүткүл дунйа билән бирликтә, түркийәниму қийин өткәлгә дучар қиливатқанлиқини көрүш вә билишниң зөрүрлүкини тәкитләп мундақ деди: «қандақ болушидин  қәтийнәзәр, <вухән вируси> басқучини тәрәққий тапқан дөләтләрдинму йахширақ башқуруватқанлиқимиз һәммигә айан. хәлқимизниң саламәтлики билән иқтисадий еһтийаҗлиримиз оттурисидики әң уйғун тәңпуңлуқни сақлап қалған һалда йолимизни давамлаштурушқа тиришиватимиз. йәр шари характерлик сийасий вә иқтисадий күч тәңпуңлуқлирида пәқәт 100 йилда бир қетим көрүлидиған бир өзгиришниң йүз бериватқанлиқини һәммә бирдәк билиду. демократийәмизни, һәқ – һоқуқлиримизни қоғдап вә әркинликлиримизниң қурулмисини мустәһкәмләп, мәбләғ селиш ишлирини җанландуримиз, иқтисадий тәрәққийат қәдимимизни тезлитимиз вә ишқа орунлаштуруш сәвийәмизни йүксәлдүримиз. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, түркийә йеңи йәр шари характерлик, сийасий вә иқтисадий дунйа тәртипидә күчи һәм тәсир даирисини кеңәйтиш үчүн, һәр түрлүк пурсәткә, имканийәткә вә ул әслиһә қурулушлириға игә дөләттур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر