ақар: түркийә – русийә һәрбий һәйәтлири техникилиқ  музакириләрни елип барди

дөләт мудапиә министири хулуси ақар әзәрбәйҗан билән әрменийәниң тағлиқ қарабағ мәсилисидә уруш тохтитиш келишими һасил қилишидин кейин, түркийә – русийә һәрбий һәйәтлириниң әнқәрәдә техникилиқ музакириләрни елип барғанлиқини билдүрди.

1529427
ақар: түркийә – русийә һәрбий һәйәтлири техникилиқ  музакириләрни елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: ақарниң рийасәтчиликидә, баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр, һәрқайси армийәләрниң қоманданлири һәм муавин қоманданлири йунус әмрә қараосманоғлу билән алпаслан қавақлиоғлуниңму иштирак қилишида видео конферанс йиғини чақирилди.

ақар, йиғинда тағлиқ қарабағ мәсилиси тоғрулуқ уруш тохтитиш келишими имзаланғандин кейин, түркийә билән русийә дөләт мудапиә министирлиқлири оттурисида келишим лайиһәси имзаланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «буларниң һәммиси рамка келишимлири болуп, толуқлашқа тоғра келиду. бу һәқтә русийәдин техникилиқ бир һәйәт әнқәрәгә кәлгәндин кейин, музакириләр өткүзүлди. өзара паалийәтлиримиз давамлашмақта.»

әрменийәниң ишғал астидики земинлардин чекиниветип өй – маканларға вә орманлиқларға от қойуветишигә наразилиқ билдүргән ақар, шималий қибрис түрк җумһурийити қурулғанлиқиниң 37 – йиллиқини йәнә бир қетим тәбрикләп мундақ деди: «қибрис мәсилиси түркийәниң миллий мәсилисидур. дәрвәқә, түркийә йеңи дәврдиму қибрисни қоллашни үзлүксиз давамлаштуриду. қибрис мәсилисигә қарита илгирики позитсийәмиз, қаришимиз вә чүшәнчилиримиз қандақ болса, һазирму шундақ болуп, қилчә өзгәргини йоқ. бу арилиқта, румларниң мурәссәләшмәз позитсийәлиридин ваз кечиши, у йәрдики түркләрниң мәвҗудийитиниң қобул қилиниши, уларниңму игилик һоқуққа вә һоқуққа баравәрликкә игә бир милләт икәнлики билиниши лазим. биз һәрқандақ бир көз бойамчилиқни қобул қилмайдиғанлиқимизни көп қетим оттуриға қойдуқ. дәрвәқә, бундақ болушиму әсла мумкин әмәс. түркийә болуш сүпитимиз билән, һәрдаимқиға охшашла шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һәқ – һоқуқлири вә түп мәнпәәтлиригә саһиб чиқимиз, һечқачан дәпсәндә қилинишиға қәтий йол қоймаймиз.»

түркийәниң капаләтчиликкә асаслинидиған мәсулийәтлирини үзлүксиз ада қилидиғанлиқини ейтқан ақар, қибрис түрклириниң һәқ – һоқуқлирини җан тикип қоғдайдиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, тәтқиқат парахотлириниң шәрқий ақдеңиздики техникилиқ вә илмий паалийәтлириниң изчил давамлишиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу парахотлиримизниң тәтқиқат паалийәтлири давамлашмақта, бизму бу парахотлиримизниң бихәтәрликини қоғдаватимиз. бу һәқтики ирадимиз қәтийдур. бизниң түркийә армийәси болуш сүпитимиз билән, қуруқлуқтиму, деңиздиму, һавадиму әзиз хәлқимизниң һәқ – һоқуқлири, алий мәнпәәтлирини пүтүн күчимиз билән қоғдаш вә мудапиә қилиш ирадимиз қәтий тәврәнмәйду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر