чавушоғлу байрамовни тәбриклиди

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әзәрбәйҗан дипломатийә министири җәйһун байрамовни тағлиқ қарабағда қолға кәлтүргән мувәппәқийәтләр мунасивити билән тәбриклиди.

1525100
чавушоғлу байрамовни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, чавушоғлу байрамовға телефон қилип,  тағлиқ қарабағда қолға кәлтүрлгән зәпәр мунасивити билән һәм байрамовни һәмдә әзәрбәйҗан хәлқини тәбриклигән.

байрамовму, һәрдаим әзәрбәйҗанни қоллап келиватқан һәмдә һечқачан йардимини айимиған, әзәрбәйҗанниң хушаллиқиниму, дәрд – әләмлириниму ортақлашқан түркийә хәлқи вә чавушоғлуға миннәтдарлиқ билдүргән.

дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу русийә дипломатийә министири сергей лавров биләнму телефонда көрүшкән.

икки министирниң телефон сөһбитидә, «үстүн қарабағ » мәсилиси һәққидә музакирә елип берилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر