әрдоған вилдерс үстидин сотқа әрз сунди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған голландийә ашқун оңчил әркинлик партийәсиниң рәһбири вилдерсниң үстидин, һақарәтлик мәзмунларни өз ичигә алған учурлири сәвәбидин сотқа әрз сунди.

1516669
әрдоған вилдерс үстидин сотқа әрз сунди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң адвукати һүсәйин айдин тәрипидин сотқа сунулған әрзнамидә, вилдерсниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә тарқатқан учурлириға, чүшәнчә вә пикир әркинлики даирисидә қарашқа болмайдиғанлиқи әскәртилди, чүнки вилдерсниң учурлирида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шан – шәрипи вә изззәт – һөрмитини рәнҗитидиған мәзмунларниң барлиқи тәкитләнди. шуниң билән бир вақитта, вилдерс үстидин рәсмий әрз сунулуши тәләп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر