түркийә «S-400» һава қалқан системисини синақ қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған русийәдин сетивелинған «S-400» һава қалқан системисиниң синақ қилинғанлиқини елан қилди.

1514839
түркийә «S-400» һава қалқан системисини синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған«S-400» һава қалқан системисиниң синақ қилинғанлиқини билдүрүп: «синақ қилинди, һәм қилиниватиду. американиң сәлбий позитсийәси, биз билән мунасивәтсиз. биз қолимиздики имканийәтлиримизниң синақлирини қилмай, немини қилимиз? буни америкадин сорайдиған һалимиз йоқ. пәқәт ‹S-400› ләрнила әмәс, бәлки нурғун қоралларни синақ қилмиз. буниңдин кейинму синақ қилишни давамлаштуримиз. гиретсийәниң қолида ‹S-300› ләр бар. улар синақ қилиш әмәс, рәсмий ишлитиватиду. америка улардин бир нәрсә соридиму? биз қәтийлик билән йолимизни охшаш усулда давамлаштуримиз» деди.

у әзәрбәйҗан-әрменийә оттурисида уруш тохтитиш чақириқлири үстидә тохтилип, әрменийәниң буниңдин бурунму вәдисидә турмиғанлиқини әскәртти.

у икки дөләт оттурисида өткүзүлүш еһтимали болған учришишларға түркийәниңму қатнишиш һоқуқи барлиқини билдүрүп: «әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң тутқан ипадисини бир йаққа ташлап қойуш мумкин әмәс. бу йәрдә русийә мәсилини һәл қилиш вә тинчлиқ үчүн қатнишишни қанчилик ойлиған болса, түркийәниңму аз дегәндә русийәгә охшаш қатнишиш һоқуқиниң барлиқиға ишинимән. әслидә бу мәсилидә һазирғичә русийәдин сәлбий учур кәлмиди. русийәниң бу һәқтә түркийә тоғрисида сәлбий учурлири йоқ. биз һазирғичә мәйли әзәрбәйҗан-әрменийә мәсилиси болсун, йаки башқа мәсилиләрдә, йәни сүрийәдә бирликтә хизмәт қиливатимиз. буниңдин кейинму мувәппәқийәтлик қәдәмләрни ташлап, мәсилиләрни һәл қилишни үмид қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر