шәнтоп әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп дөләт ишлири зийаритидә болуватқан бакуда әзәрбәйҗан дипломатийә министири җәйһун байрамов билән көрүшти.

1512454
шәнтоп әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп вә униң һәмраһлиқидики һәйәт әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқини зийарити җәрйанида ишқа ашурулған айрим вә һәйәтләр ара учришишларда, әрменийәниң әзәрбәйҗанға қиливатқан һуҗумлири, әзәрбәйҗан армийәсиниң өз земинлирини азад қилиш йолида елип бериватқан һәрбий һәрикити вә күнтәртиптики башқа мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилди.

байрамов, бу басқучта түркийә дөлити вә хәлқиниң мәниви җәһәттин қоллишиға миннәтдарлиқ билдүрди. шәнтопму, түркийәниң әзәрбәйҗанниң һәққанй давасини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر