түркийә: әзәрбәйҗан әрменийәгә ахирқи қетим чекиниш пурсити бәрди

түркийә әзәрбәйҗанниң әрменийәгә ахирқи қетим тағлиқ қарабағдин чекиниш пурсити бәргәнликини билдүрди.

1506455
түркийә: әзәрбәйҗан әрменийәгә ахирқи қетим чекиниш пурсити бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә) ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида алдинқи сәп линийәсидә уруш тохтитиш елан қилинғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «2020 – йили 27 – өктәбир күни башланған қораллиқ тоқунушларда әзәрбәйҗан, тәхминән 30 йилдин буйан ишғал астида туруватқан земинлирини өз күчи вә ишәнчисигә тайинип қайтурувалайдиғанлиқини әрменийә һәм пүткүл җаһанға намайән қилди. бу басқучта, пүткүл дунйадин инсанпәрвәрлик сәвәбидин уруш тохтитиш тәләплири кәлди. әзәрбәйҗанму ахирқи қетим әрменийәгә ишғал астидики әзәрбәйҗан земинлиридин чекиниши үчүн пурсәт бәрди.

инсанпәрвәрлик мәқситидә әсир вә мейит алмаштуруш үчүн һасил қилинған уруш тохтитиш келишими, киризисни һәл қилиш йолида ташланған муһим бир қәдәм болуш билән бир вақитта, бу келишим, үзүл - кесил һәл қилиш чарисиниң орнини басалмайду. түркийә баштин тартипла пәқәт әзәрбәйҗан қобул қилған қарарларнила қоллайдиғанлиқини тәкитләп кәлмәктә. әнқәрә бу аңни чиқиш нуқта қилип, уруш мәйданидиму, сөһбәт үстилидиму җанҗигәр қериндаш дөләт әзәрбәйҗанниң йенидин орун елишни давамлаштуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر