түркийә мусул консулханасини қайта ачидиған болди

түркийәниң мосулдики баш консули мәһмәт күчүксақалли, даеш террорлуқ тәшкилати мусулни ишғал қилғанлиқи сәвәбидин тақивитилгән мусул консулханасиниң қайта ечилиш хизмәтлириниң ахирқи басқучқа кәлгәнликини билдүрди.

1493889
түркийә мусул консулханасини қайта ачидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң ирақта турушлуқ мосул баш консули мәһмәт күчүксақалли, мусул шәһәр мәркизидә паалийәт башлиған түркийәгә визиға илтимас қилиш мәркизини зийарәт қилғандин кейин, мухбирларға байанат бәрди.

виза мәркизиниң паалийәткә өткүзүлишиниң мосул хәлқи үчүн муһим бир мулазимәт икәнликини билдүргән күчүксақалли, визини қандақ елиш тоғрисида төвәндикичә чүшәндүрүш бәрди:

«түркийә визисини елиш асан. илтимас қилиштин бурун телефон мәркизигә телефон қилип, учришиш вақти елиң вә сайаһәт мәқситиңизгә асасән керәклик һөҗҗәтләр һәққидә мәлумат сораң. илтимас җәрйанидиму сайаһәт, давалиниш, сода вә оқушқа охшаш сайаһәт қилиштики мәқситиңизни билдүрүң. виза бир йиллиқ күчкә игә. шуңа виза илтимасини ахирқи пәйткә сөзмаң»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر