түркийә балқан дөләтлири билән бирләшмә һәрбий маневир өткүзмәктә

түркийә гиретсийәму қатнашқан балқан дөләтлири алаһидә қисимлар һәрбий маневириға 12 һәрбий хадим арқилиқ иштирак қилмақта.

1493240
түркийә балқан дөләтлири билән бирләшмә һәрбий маневир өткүзмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий ақдеңизда түркийә билән гиретсийә оттурисидики сүркилиш давамлишиватқан бир пәйттә, һәр икки дөләт бирләшмә һәрбий маневирға қатнашмақта.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, балқан дөләтлири алаһидә қисимлар бирләшмә һәрбий маневириға, түркийә, руминийә, гиретсийә, булғарийә, албанийә вә шималий македонийәдин алаһидә қисимлар иштирак қилмақта икән.

14 – сентәбир руминийәдә башланған вә 25 – сентәбиргичә давамлишидиған һәрбий маневирниң нишани, балқан дөләтлириниң алаһидә қисимлири ара достлуқ вә һәмкарлиқни күчәйтиш, һәмдә мас қәдәмдә бирликтә һәрикәт қилиш иқтидарини йетилдүрүш икән.

руминийә алаһидә қисим қоманданлиқ иштабиниң саһибханилиқида давамлишиватқан һәрбий маневирға, түркийә баш иштаб башқармисидин бир алаһидә әтрәт, бир қараргаһ хадими болуп, җәмий 12 һәрбий хадим қатнашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر