«чақмақ – 11 һәрбий һәрикити» дә террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

сииртта давамлишиватқан «чақмақ -11 һәрәкол һәрбий һәрикити» дә, бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п  к к әзаси болған террорчиларниң партилатқуч йасашта ишлитилидиған материйаллири қолға чүшүрүлди.

1490984
«чақмақ – 11 һәрбий һәрикити» дә террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: сиирт валий мәһкимисиниң билдүрүшичә, вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби тәрипидин ишқа кириштүрүлгән вә 1003 хадим қатнашқан һәрбий һәрикәт давамида, панаһ җайлар, өңкүрләр вә йәр астиға йошуруп қойулған, қишлиқ үчүн йиғилған көп миқдарда турмуш вә йемәк - ичмәк буйумлири, партилатқуч йасашта ишлитилидиған материйаллар қолға чүшүрүлгән, панаһ җайлар йәр билән йәксан қиливетилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر