түркийә билән малта ливийә тоғрисида қошма байанат елан қилди

түркийә билән малтаниң қошма байанатида, икки дөләтниң хәлқараниң етирап қилишиға еришкән ливийә дөлити миллий йаришиш һөкүмитини қоллашни давамлаштуруватқанлиқи қәйт қилинди.

1468622
түркийә билән малта ливийә тоғрисида қошма байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә билән малта, хәлқараниң етирап қилишиға еришкән ливийә дөлити миллий йаришиш һөкүмитини қоллашни давамлаштуруватқанлиқини,  ливийә кризисиниң һәрбий һәл қилиш чарисиниң йоқлуқини , ливийәниң муқимлиқи вә бихәтәрликиниң интайин муһимлиқини билдүрди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи түркийә – малта бирләшмә байанатини елан қилди؛ ливийә , малта вә түркийә ташқи ишлар министирлириниң, ливийәниң нөвәттики вәзийити вә үч дөләт һәмкарлиқи тоғрисида сөзлишиш үчүн түнүгүн ливийә пайтәхти тириполида  йиғин чақирғанлиқи әскәртилгән байанатта,  «түркийә билән малта, хәлқараниң етирап қилишиға еришкән ливийә дөлити миллий йаришиш һөкүмитини қоллашни давамлаштуруватқанлиқини,  ливийә кризисиниң һәрбий һәл қилиш чариси йоқлуқини , ливийәниң муқимлиқи вә бихәтәрликиниң интайин муһимлиқини тәкитләп өтти» дейилди.

байанатта , үч дөләт вәкиллириниң ирини һәрикити вә һәрикәтниң йетәрсизликлиригә даир қарашлирини тилға елип өткәнлики тәкитлинип, төвәндики нуқтиларда келишим һасил қилинғанлиқи қәйт қилинди: «бирләшмә һәмкарлиқ, малта вә түркийә ширкәтлириниң ливийәгә қайтишиға, ливийә билән малта вә түркийә оттурисидики авийатсийә қатнишиниң қайтидин йолға қойулушиға илһам беришниң؛ қанунсиз көчмәнләрниң йавропа иттипақиғила әмәс, ливийә үчүнму хәвп пәйда қиливатқан болғачқа, ливийәниң җәнубий чегралирини күчәйтиш, адәм содиси вә көчмән әткәсчиликигә тақабил турушниң зөрүр еһтийаҗ икәнликини әскәртти. малта билән түркийә, ливийә деңиз қирғиқи мудапиәси қисимлириниң иқтидарини йуқири көтүрүшкә керәклик болған лазимәтликләр билән тәминләп, миллий йаришиш һөкүмитини қоллашқа тәййар икәнликини билдүрди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر