чавушоғлу малта ташқи ишлар министири билән ливийәгә йетип барди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бүгүн (2020-йили 6-авғуст) малта ташқи ишлар министири еварист бартоло (Evarist Bartolo) билән биллә ливийәгә йетип барди.

1468112
чавушоғлу малта ташқи ишлар министири билән ливийәгә йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң ливийәгә мунасивәтлик дипломатик тиришчанлиқлири давам қилмақта.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи мәвлүт чавушоғлуниң малта ташқи ишлар министири еварист бартоло билән биллә ливийәни зийарәт қилдиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, зийарәттә үч дөләтниң ортақ күнтәртипидә болған мәсилиләрниң музакирә қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

зийарәттә, мәвлүт чавушоғлу әнқәрә-москва линйәсидики уруш тохтитиш учришишлири тоғрисида ливийә рәһбәрлиригә мәлумат бериду. ливийә вәзийити һәққидә мәлумат алиду.

ливийә баш министири сәрраҗ 2020 -йили ийун ейиниң бешида әнқәрәни зийарәт қилған иди. арқидин көп кишилик түркийә һәйити тириполини зийарәт қилған иди.

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар, армийә баш иштаб башлиқи йашар гүләр билән бирликтә ливийә вә малтани зийарәт қилған иди. һулуси акар зийаритидин кейин түркийәгә кәлгән ливийә ички ишлар министири фәтһи башаға, малта дөләт хәвпсизлик вә ички ишлар министири бйрон җамилләр билән үч тәрәп йиғини өткүзгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر