әрдоған: әзанимизға, байриқимизға вә вәтинимизгә қол узитишиға рухсәт қилмаймиз

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «әзанимизға, байриқимизға вә вәтинимизгә қол узатқанларға рухсәт қилмаймиз» деди.

1462869
әрдоған: әзанимизға, байриқимизға вә вәтинимизгә қол узитишиға рухсәт қилмаймиз

түркийә авази радийоси хәвири:  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик кабент йиғинидин кейин, ахбарат елан қилди.

у: «әмди һәр саһәдә өзиниң күчини билидиған түркийә бар. бизниң һечким һәққидә, земинида, байлиқида көзимиз йоқ. бирдинбир арзуйимиз, өзимизниң һәқ-һоқуқини, мәнпәәтини қоғдаш. музакирә вә адил келишимләр арқилиқ һәл қилғили болидиған мәсилиләрдә, дөлитимизни чәт қеқишқа урунғанлар, бу җавабқа дуч келидиғанлиқини билиши керәк. дөләтләр вә хәлқләр оттурисидики күрәшниң өзгәргәнликини билимиз. сийасий-иқтисад, һәрбий қатарлиқ һәр түрлүк риқабәтниң өзгәргән тилида, өзимизни изчил йеңилатимиз. һәм үстәлдә һәм мәйданда күрәш қиливатимиз» деди.

у айасофйаниң қайтидин ибадәткә ечилишиниң, түркийәниң игилик һоқуқи мәсилисидики қәтий ирадисиниң йеңи үлгилиридин бири икәнликини әскәртип, айасофйаниң җамәдин қандақ қилип музейиға айланғанлиқини талаш-тартиш қилишниң әһмийити йоқлуқини билдүрди. у мундақ деди:

«айасофйаниң адәттики музейи болушиниң орниға, селиниш мәқситигә уйғун һалда ибадәтхана болушиниң, һәр диндики кишиләрни хушал қилғанлиқиға ишинимиз. бүгүн йеңидин қәсәм қилимизки, әзанимизға, байриқимизға вә вәтинимизгә, һәр қандақ кишиниң қол узутишиға рухсәт қилмаймиз.түркийә бүгүн йеңи тирилиш күришини қиливатиду. бүйүк вә күчлүк түркийәни бина қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر