түркийә гиретсийәниң айасофйа позитсийәсигә қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә, гиретсийә әмәлдалириниң байанатлар арқилиқ хәлқни күшкүртүшини вә түркийә байриқиниң көйдүрүлүшигә йол қойушини қаттиқ әйиблиди.

1461591
түркийә гиретсийәниң айасофйа позитсийәсигә қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, гиретсийәдики айасофйаи кәбир җамии шәрифниң ибадәткә ечилишиға болған наразилиқлар тоғрисидики бир соалға йазма һаләттә җаваб қайтуруп, гиретсийәниң наразилиқ билдүрүшни баһанә қилип, ислам вә түркийә дүшмәнликини йәнә бир қетим намайан қилғанлиқини билдүргән һалда «гиретсийә һөкүмити вә парламент әзалириниң дүшмәнләрчә байанатлири арқилиқ хәлқни күшкүртүшлирини вә шанлиқ түрк байриқиниң сәланиктә көйдүрүлүшигә очуқ – ашкара рухсәт қилишини қаттиқ әйибләймиз» деди.

айасофйаи кәбир җамии шәрифтә йеңидин сәҗдә қилинишқа башлинишини қобул қилалмиған йавропаниң әркә пәрзәнтлириниң йәнә бир қетим үмидсизликкә дучар болғанлиқини билдүргән ақсой, «тарихтин тегишилик савақни алмиған бу ирқчи башлар, шанлиқ байриқимизға биһөрмәтлик қилғанлар әгәдики ақивитини йахши хатирилиши керәк. гиретсийә, 567 йилдин буйан ойғиналмиған византийә чүшидин әмди ойғиниши вә буниң һарғинлиқидин қутулуши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатчи һами ақсой, дөлитидики мусулман түрк аз санлиқларға ишләткән бесимлири йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисиниң қарарлири арқилиқ җәзмләшкән, тәвәликидики тарихий җамәләрниң йиқитилишиға көз йумған, пайтәхтидә җамә болмиған бирдинбир йавропа дөлитиниң гиретсийә икәнликини хатириләткәндин кейин сөзини давамлаштуруп, «миллий игилик һоқуқидин пайдилиништа һечбир дөләт түркийәгә дәрс берәлмәйду. түрк миллитиниң ирадисигә асасән ибадәт қилишқа ечилған айасофйаи кәбир җамии шәрифи земинлиримиздики башқа мәдәнийәт байлиқлиримизға охшашла түркийәгә тәвә болуп, мәңгү игидарчилиқимизда вә муһапизитимиз астида болиду. айасофйаи кәбир җамии шәрифниң ибадәткә ечилиши, 1972 – йилидики б д т пән, маарип, мәдәнийәт тәшкилати – йунескониң дунйа мәдәнийәт вә тәбиий йадикарлиқлирини қоғдаш тоғрисидики келишимниң роһиға уйғундур. түркийәниң барлиқ диний һәқ вә әркинликләрни қоғдаш вә әпучан әнәниси даирисидә, барлиқ динларға бағрини ачқан тинчлиқ дини исламниң ибадәтхансии болған айасофйаи кәбир җамии шәрифи буниңдин кейинму барлиқ кишиләргә очуқ болушни давамлаштуриду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر