ақар ливийә вә малта ички ишлар министирлири билән көрүшти

түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар ливийә вә малта ички ишлар министирлири билән көрүшти.

1458292
ақар ливийә вә малта ички ишлар министирлири билән көрүшти

 түркийә авази радийоси хәвири: ақар, алди билән, ливийә ички ишлар министири фәтһи башағини дөләт мудапиә министирлиқида һәрбий мурасим арқилиқ қарши алди. башағиниң шәрәп дәптирини имзалишидин кейин, икки министир айрим көрүшти.

ақар, кейинчә малта дөләт бихәтәрлик вә ички ишлар министири бийрон җамилләр билән бир йәргә җәм болди, ақар билән җамилләрниң айрим учришишидин кейин, үч министир бир йәргә җәм болди. йиғинда, районлуқ, дөләт мудапиәси, бихәтәрлик мәсилилири, районлуқ муқимлиқ вә тинчлиққа һәссә қошуш паалийәтлири һәққидә музакирә елип берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر