акар һафтәргә қилиниватқан йардәм вә қоллашларни тохтитшни тәкитлиди

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар ливийәдә тинчлиққа, хатирҗәмликкә вә земин пүтүнлүкигә тосқунлуқ қилған һафтәргә қилиниватқан йардәм вә қоллашларни балдуррақ тохтитиш керәкликини тәкитлиди.

1458464
акар һафтәргә қилиниватқан йардәм вә қоллашларни тохтитшни тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири һулуси акар әнқәрәдә малта вә ливийә министирлири билән өткүзгән йиғинниң интайин әһмийәтлик болғанлиқини билдүрди.

у: «ақдеңизда районимиздики тинчлиқ вә муқимлиққа қошидиған һәссимиз билән, көрситиватқан тиришчанлиқимиз вә хизмәтлиримизниң, пәқәт биз үчүнла әмәс, бәлки районимиз вә пүткүл дунйа үчүн муһим үлгә болидиғанлиқиға ишинимән» деди.

у тәклипкә бинаән йиғинға қатнашқан ливийә ички ишлар министири фәтһи башаға вә малта дөләт хәвпсизлик һәмдә ички ишлар министири бйрон җамилләр билән бирликтә өткүзүлгән үч тәрәп йиғинидин кейин, байанат елан қилди.

у түркийәниң хәлқара җәмийәттики мәсулийәтлириниң барғансери ешип бериватқанлиқини билдүрүп: «бу даиридә көрситиватқан хәвпсизлик вә муқимлиққа һәссә қошуш тиришчанлиқлиримизниң иҗабий мевилирини топлашқа башлиғанлиқимизни ейталаймән» деди.

у мундақ деди:

«һәрбий тәлим-тәрбийә, һәмкарлиқ вә мәслиһәтчилик хизмәтлиримиз давам қиливатиду. һәр даим ливийәлик қериндашлиримизни қоллап келиватқанлиқимизни һәмминиң билишини халаймән. бу мәсилидики тиришчанлиқилиримиз бүгүнгичә давамлашти. буниңдин кейинму охшаш шәкилдә давамлишиду. б д т тәрипидин етирап қилинған һөкүмәт билән орнатқан һәмкарлиқимизниң давамлишидиғанлиқини тәкитлимәкчимән. бу нишанға йетиш үчүн әң чоң тосалғуниң һафтәр икәнликини билимиз. шуңа, ливийәдә тинчлиққа, хатирҗәмликкә вә земин пүтүнлүкигә тосқунлуқ қиливатқан исйанчи һафтәргә қилиниватқан йардәм вә қоллашларни балдуррақ тохтитиш муһим әһмийәткә игә.»

у түркийә билән малта вә ливийә оттурисида йилтизи чоңқур болған тарихий риштиләрниң барлиқини билдүрүп: «һәр икки достумниң қиммәтлик пикирлирини аңлап, улар билән бирликкә игә пикир-қарашлиримизни ортақлашқанлиқимиздин интайин хушал икәнликимизни билдүрүшни халаймән. ливийә мәсилисини сийасий йол билән һәл қилишта, малтаниң қәтий қарарға игә икәнлики сәвәбидин йәнә бир қетим тәшәккүр ейтимән. оттуримиздики дийалог, һәмкарлиқ вә тиришчанлиқларниң алдимиздики мәзгилдиму давамлишидиғанлиқиға ишинимән. қилидиған хизмәтлиримизниң һәм ливийә һәмдә район үчүн балдуррақ муқимлиқниң әмәлгә ешиши нуқтисидин муһим һәссиләрни қошидиғанлиқини билдүримән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر