әрдоған нәзәрбайев билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, қазақистанниң қурғучи пирезиденти, әлбаши нурсултан нәзәрбайев билән телефонлашти.

1450227
әрдоған нәзәрбайев билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған телефон сөһбити арқилиқ әлбаши нурсултан нәзәрбайевниң туғулған күнини тәбриклигән, униңға саламәтлик вә узун өмүр тилигән.

телефон сөһбитидә җәрйанида йәнә, икки дөләт мунасивәтлири вә районлуқ һәмкарлиқни күчәйтидиған қәдәмләр билән ковид – 19 ға қарши ортақ күрәш мәсилилири музакирә қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر