германийәниң һакимийәт бешидики партийәлири түркийәни қоллиди

германийәдә һакимийәт бешидики бирләшмә партийәләрниң ташқи сийасәт байанатчилири, түркийә билән сайаһәтчиликниң нормаллишиши үчүн өткүзүлүватқан учришишларни қоллиди.

1450564
германийәниң һакимийәт бешидики партийәлири түркийәни қоллиди
turizm
turizm

түркийә авази радийоси хәвири: германийә сотсийал демократ партийәниң парламент гурупписиниң ташқи сийасәт байанатчиси нилс шмид (Nils Schmid), хиристийан демократлар бирләшмә партийәси билән хиристийан сотсийал бирләшмә партийәсиниң парламент гурупписиниң ташқи сийасәт байанатчиси йөрген хард (Jürgen Hardt), адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң муавин башлиқи җәвдәт йилмаз пайтәхт берлинда, күнтәртипкә мунасивәтлик соалларға җаваб бәрди.

германийәниң йавропа иттипақи нөвәтчи рәис дөлити болған мәзгилдә, йавропа иттипақи-түркийә оттурисида мунасивәтләрниң тәрәққий қилдурулушини үмид қилидиғанлиқлирини билдүргән сотсийал демократ партийәсиниң парламент әзаси шмид, вухән вируси (Kovid-19) ға қарши турушта мувәппәқийәтләрниң қолға келиши билән, кейинки күнләрдә германийәниң сайаһәт агаһландурушини әмәлдин қалдуруш арзусини тилға алди.

у: «бу йаз (2020) түркийәдә сайаһәт қилишни үмид қилимән. бәлким алдимиздики бир-икки һәптә ичидә сайаһәт агаһландурушида бәзи өзгиришләрни көрүшимиз мумкин. бәлким мәнму чамаданимни тәййарлап баралишим мумкин» деди.

хиристийан бирләшмә партийәсиниң парламент гурупписи ташқи сийасәт байанатчиси йөрген хард түркийә билән германийә оттурисида сайаһәтчилик саһәсидә давамлишиватқан дийалоглардин үмидвар икәнликини әскәртип: «әгәр германийә билән түркийә оттурисидики сайаһәт чәклимилирини бошитиш мәсилисидә бир йол тапалисақ, бу һәм германийәдики йүзмиңларчә түркләр үчүн һәмдә нормал дәм елишини түркийәдә алған йүзмиңларчә германийәлик үчүн наһайити пайдилиқ болиду» деди.

адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң муавин башлиқи җәвдәт йилмаз германийәгә йавропа иттипақи нөвәтчи рәислик мәзгилидә мувәппәқийәт тиләп: «бу мәзгилдә йавропа иттипақи-түркийә мунасивәтлиридә техиму иҗабий сәвийәләргә йетимиз» деди.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر