хулуси ақар ливийәдин кейин, малтада зийарәттә болмақта

дөләт мудапиә министири хулуси ақар вә армийә баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр түнүгүн ливийәдики учришишлирини тамамлап, малтаниң пайтәхти валлеттаға йетип барди.

1449184
хулуси ақар ливийәдин кейин, малтада зийарәттә болмақта
hulusi akar malta'da.jpg

түркийә авази радийоси хәвири:  хулуси ақар малтаниң ташқи ишлар вә йавропа ишлири министири еварист бартола билән көрүшти. учришишта армийә баш иштаб башлиқи генерал гүләрму  һәмраһ болди. учришишқа йәнә түркийәниң валлеттада турушлуқ баш әлчиси кәрәм қиратлиму қатнашти.

хуласи ақар учришишлири даирисидә йәнә, малтаниң дөләт бихәтәрлик вә ички ишлар министири байрон җамилләри биләнму көрүшти. учришиштин кейин, икки министир һәйәтләр ара музакиригә рийасәтчилик қилди.

һәйәтләр ара музакиригә генерал йашар гүләр билән малта армийә баш иштаб башлиқи җефрей курмиму иштирак қилди.

түркийәниң валлеттадики баш әлчиханисиниму зийарәт қилип,  баш әлчи кәрәм әһмәт қиратли билән көрүшкән министир хулуси ақар вә генерал гүләр, арқидин малтадики түрк шеһитгаһлиқиға барди.

хулуси ақар шеһитләр абидисигә гүлчәмбирәк вә қәбриләргә гүл қойуп, шеһитләр хатирә дәптиригә имза қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر