әрдоған айасофйа һәққидики әйибләшләргә җаваб қайтурди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған айасофйа қилиниватқан әйибләшләрниң, бивастә түркийәниң игилик һоқуқиға қилинған һуҗумлар икәнликини билдүрди.

1448506
әрдоған айасофйа һәққидики әйибләшләргә җаваб қайтурди
erdoğan Aya Sofya 2.jpg
Erdoğan Aya Sofya 1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулда «ләвәнт җамәси» гә ул қойуш мурасимиға қатнашти вә муһим сөз қилди.

у: «биз башқа дөләтләрниң пуқралириға хизмәт беридиған ибадәтханилириға арилашмидуқ. башқиларниңму бизниң ибадәтханилиримизға арилишидиған һечқандақ һоқуқи вә салаһийити йоқ. дөлитимизгә қаритилған әйибләшләр игилик һоқуқимизға қилинған һуҗум мәнисигә игә» деди.

у түркийәдики көп санлиқни игиләйдиған етиқад гурупписи болған мусулманлардин башқа, охшимиған динларға етиқад қилидиған кишиләрниңму һәқ-һоқуқини қоғдайдиғанлиқлирини тәкитләп: «милйонларчә киши диний етиқади сәвәблик һайатиға хәвп йетишини өз ичигә алған һәр түрлүк бесимға дучар болуватиду. әслидә, қарап чиқилиши, назарәт қилиниши вә тәдбир елиниши керәк болған иш бу» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر